фирансийәдики бирҗәмийәт исламға қарши кишиләрни ениқлаш бойичә беләт ташлаш паалийити башлиди

фирансийә ирқчилиқ вә исламобофийани көзитиш мәркизи, фирансийәдики ирқчи вә исламға қарши кишиләрни ениқлаш бойичә беләт ташлаш паалийити башлиди.

1292905
фирансийәдики бирҗәмийәт исламға қарши кишиләрни ениқлаш бойичә беләт ташлаш паалийити башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә ирқчилиқ вә исламобофийани көзитиш мәркизи, бу йил фирансийәдә исламға қарши сөзлири билән әң көп күнтәртипкә кәлгән кишиләрни ениқлап чиқиш мәқситидә иҗтимаий таратқуда беләт ташлаш паалийити башлиди.

иҗтимаий таратқу ишләткүчилириниң ташлиған беләтлиригә асасән фирансийәдә исламға қарши байанатлири билән күнтәртиптики орнини сақлап кәлгән кишиләр бекитип чиқилидикән.

икки гуруппа һалитидә елип берилған беләт ташлаш паалийитидә йерим һәл қилғуч таллашқа қалғанлар барбара лефебре, йавропа парламенти парламент әзаси надинә морано, фирансуз сийасәтчи ауроре бергер, ашқун оңчи сийасәтчи җен мессиһа, журналист паскал прауд, академик лаврент бувет, әслий алҗирийәлик журналист муһамәд сифауй, адвокат гиллес вилйам голднадел болди.

ирқчилиқ вә исламобофийани көзитиш мәркизи башлиқи ефакат йуна беләт ташлаш тоғрисида байанат берип, «бу кишиләр наһайити хәтәрлик бир ойун ойнимақта. биз  (беләт ташлаш арқилиқ) бу әһвалға кишиләрниң диққитини тартмақчи вә наразилиқимиз билдүрмәкчи болдуқ» деди.

җүмә күни башлиған беләт ташлашниң бир һәптә давамлишиши күтүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر