талибан қундузда 16 кишиниң җениға замин болди

афғанистанниң шималиға җайлашқан қундуз вилайитиниң әлиабад наһийәсигә, талибанларниң қилған һуҗумида 16 хәвпсизлик хадими җенидин айрилди.

1292719
талибан қундузда 16 кишиниң җениға замин болди

түркийә авази радийоси хәвири: қундуз сақчи идарисиниң мудири абдул рәшит бәшир онларчә талибан әзасиниң әлиабадниң мәркизигә һуҗум қилғанлиқини билдүрди. у һуҗумда, 16 хәвпсизлик хадиминиң җенидин айрилғанлиқини әскәртип, чиққан етишишларда нурғун талибан әзасиниң өлтүрүлгәнликини қәйт қилди.

у наһийәдә талибанға қарши һәрбий һәрикәтни давамлаштуруватқанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر