рийад: арамкоға етилған бомбиларниң иранда йасалғанлиқиға қанаәт һасил қилдуқ

сәуди әрәбистанниң ташқи ишларға мәсул дөләт ишлири министири адил әлҗубәйр, лондондики чатам һавус намлиқ истратегийә мәркизидә сөз қилди.

1292631
рийад: арамкоға етилған бомбиларниң иранда йасалғанлиқиға қанаәт һасил қилдуқ

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистанниң ташқи ишларға мәсул дөләт ишлири министири адил әлҗубәйр, рийадниң, дөләт игиликидики нефит ширкити – сауди арамкониң нефит чәккиләш орунлириға қилинған һуҗумларда ишлитилгән башқурулидиған бомбиларниң иранда ишләнгәнликини дәлиллигәнликини вә пүтүн районға нисбәтән вәйран қилғуч ақивәтләрни елип келидиған бир урушни халимисиму, изчил һалда һуҗумға дучар болуп туруверәлмәйдиғанлиқини ейтти.

адил әлҗубәйр лондондики чатам һавус намлиқ истратегийә мәркизидә сөз қилип, «(арамко һуҗумида ишлитилгән) башқурулидиған бомбиларниң иранда ишләнгәнликигә даир қанаәт күчлүк, биз қайил болдуқ. бу башқурулидиған бомбиларниң җәнубтин әмәс, шималдин кәлгәнликигә қайил болдуқ. җәнубтин келиши үчүн мусапә йетәрлик әмәс» деди вә сөзини давамлаштуруп, «бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т)дин тәкшүрүштә бизгә йардәмчи болуши үчүн мутәхәссис тәләп қилдуқ вә башқа бир қатар дөләтләрдин кәлгән мутәхәссисләр тәкшүрүшкә қатнашти. һечбир шүбһигә орун қалдурмиғудәк дәриҗидә бу бомбиларниң қәйәрдин қойуп берилгәнликини ениқлап чиқишни халаймиз» дегәнләрни қәйт қилди.

тәкшүрүш давамлишиватқан бу мусапидә барлиқ таллаш йоллириға тәййар һаләттә туруватқанлиқлирини, әнглийәни өз ичигә алған иттипақдаш дөләтләр билән бу һәқтә пикир алмаштурғанлиқлирини билдүргән җубәйр, «уруш қилишни халимаймиз, чүнки уруш пүткүл районға нисбәтән вәйран қилғуч ақивәтләрни елип келиду. бирақ, мушундақ олтуруп иранлиқларниң йаки вәкиллириниң һуҗумлириға изчил дучар боливәрмәймиз» деди.

у, әнглийә, фирансийә вә германийәдин тәшкил тапқан 3 дөләтниң өткән ай җамаәтчиликкә ашкара һалда арамко һуҗумлириниң җавабкариниң иран икәнликини оттуриға қойушиниң муһим бир қәдәм һесаблинидиғанлиқини тәкитлиди.

сәуди әрәбистанниң дөләт игиликидики нефит ширкити – сауди арамкониң икки нефит чәккиләш орниниң 14 – сентәбирдә  шу җай вақти саәт 04:00 тә қораллиқ учқучисиз һава аппаратлириниң һуҗумиға учриғанлиқи, вәқәдин кейин от апити йүз бәргәнлики билдүрүлгәниди.

йәмәндики һусийлар, адәм өлүш йаки йарилиниш көрүлмигән мәзкур вәқәни 10 данә қораллиқ учқучисиз һава аппарати билән өзлириниң садир қилғанлиқини илгири сүргәниди.

дунйаниң әң чоң нефит експортчиси болған сәуди әрәбистанниң нефит орунлириға қилинған һуҗум түпәйли, дөләтниң нефит ишләпчиқиришида күндилик 5 милйон 700 миң варил қисқираш болғанлиқи қәйт қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر