нансий пелоси афғанистанда күтүлмигән зийарәттә болди

америка авам палтасиниң демократчи башлиқи нансий пелоси афғанистанниң пайтәхти кабулда күтүлмигән зийарәттә болди.

1291976
нансий пелоси афғанистанда күтүлмигән зийарәттә болди

 

түркийә авази радийоси: нансий пелоси вә һәмраһлиқидики һәйәт ақғанистан иҗраийә кеңиши башлиқи абдуллаһ абдуллаһ билән иҗраийә кеңиши башқармисидики ишханисида учришиш елип барди.

учришишта абдуллаһ америкиниң афғанистанға қилған йардәмлиригә рәхмәт ейтип, буниңдин кейинму давамлиқ йардәм қилишни күтидиғанлиқини ейтти.

афғанистан хәлқиниң бихәтәрлик тәһдитлиригә қаримастин, пирезидентлиқ сайлимиға актип қатнаишип аваз белити ташлиғанлиқини тилға алған абдуллаһ әмдиликтә сайлам нәтиҗилирини күтүватқанлиқини билдүрди. ақғанистан хәлқигә нисбәтән тинчлиқниң һәммә нәрсидин муһим икәнликини вә тинчлиқни бәрпа қилиш үчүн һәртүрлүк йардәмгә тәййар икәнликини уқтурди.

америка авам палтасиниң демократчи башлиқи нансий пелосиму американиң истиратегийәлик шерики болү сүпити билән афғанистанға йардәмлирини давамлаштуридиғанлиқини тәкитлиди.

афғанистаннниң қайтидин террорлуқниң маканиға айлинип қилишини халимайдиғанлиқини тилға алған пелоси, шу вәҗидин афғанистанда йүз беривақтан барлиқ ишларни йеқиндин көзитиватқанлиқини әскәртип, «бизләр афғанисан хәлқиниң саһибханлиқида тинчлиқниң бәрпа қилинишини, бихәтәрликниң ишқа ашурулишини, дөләт иқтисадиниң тәрәққий қилидурулишини вә афғанистан хәлқиниң хатириҗәмлик ичидә йашишини халаймиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر