америкиниң икки муһим рәһбири түркийәгә келиду

америка қошма иштатлири муавин пирезиденти майк пенс билән ташқи ишлар министири майк помпейо түркийәгә келиду.

1288962
америкиниң икки муһим рәһбири түркийәгә келиду

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп ақсарайда бу һәқтә елан қилған байанатида, пенс билән помпейониң сүрийә киризиси һәққидә сөһбәт өткүзүш үчүн түркийәдә зийарәттә болидиғанлиқини, америка әскәрлириниң оттура шәрқ районида сақчилиқ вәзиписини өтәватидиғанлиқини, әмди уларни қайтуруп келишини ойлаватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «пенс билән помпейо орун алған һәйәт уруш тохтитилишини тәләп қилиду.»

 майк пенсниң ахбарат васитилири ишханиси тәрипидин елан қилинған йазма байанаттиму, пенсниң 17 – өктәбир пәйшәнбә күни җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән бир йәргә җәм болидиғанлиқи, песн билән әрдоғанниң учришишида, сүрийәниң шәрқий қисмида уруш тохтитишни ишқа ашуруш мәсилисиниң алди билән музакирә қилинидиғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر