й п г түрмидики даеш террорчилирини елип қечип кәтти

сүрийәдә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г-п й д террорчилири тәрипидин ишғал қиливелинған тел әбйад наһийәсидә террорлуқ тәшкилати даиш әзалири қойувитлигән турминиң көрүнүшлири елан қилинди.

1287843
й п г түрмидики даеш террорчилирини елип қечип кәтти

 

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә тел әбйад наһийәсини контироллуқини алқиниға алғандин кейин, мәзкур түрминиң бош турғанлиқини көрди.

түрмидин террорчларниң пүтүнләй қойуп берилгәнлики, әтрапиға егиз тамлар соқулған түрмә бинасиниң очуқ қалған дәрвазилири һәмминиң диққитини тартти.

й п г террорчилири ташлап қачқан түрмидә террорлуқ тәшклати катибашлириниң чапланған рәсимлири билән һәр хил һөҗҗәтләрниң көрүнүшлири тарқитилди.

дөләт мудапиә министири хулисий ақар бу һәқтә елан қлған байанатида, «даеш әзалири тутуп туруливатқан түрминиң биз йетип бағанда й п г террорчилири тәрипидин пүтүнләб бошутуп қойулғанлиқини вә у йәрдики даеш әзалириниң елип қечилғанлиқини көрдүқ» деди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر