трамп й п г / п к к ниң чекинишини үмид қилидиғанлиқини ейтти

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г / п к к ниң түркийә чеграсидин чекиниш майиллиқида икәнликини вә тәшкилатниң чекинишини үмид қилидиғанлиқини ейтти.

1287033
трамп й п г / п к к ниң чекинишини үмид қилидиғанлиқини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: вашингтонда беләт ташлиғучилар билән учрашқан трамп, америка әскәрлирини бариш пинари (тинчлиқ булиқи) һәрбий һәрикити районидин чекиндүрүш қарари тоғрисида тохталди. өткән йили ирақ билән ирақниң шималидики кор районлуқ һөкүмити арисида қалғанлиқини билдүргән трамп, бу қетим түркийә билән й п г / п к к арисида қалғанлиқини тилға елип, «й п г / п к к түркийә чеграсидики 22 мил, йәни 30 километирлиқ саһәдин чекиниш майиллиқида, бу йахши бир иш. уларниң (түркләрниң) чеграсини уларниң болғили қойуңлар.» деди.

у, америка әскәрлирини райондин чекиндүрүш қарари һәққидә тохтилип, «өз чеграйимизни муһапизәт қилалмай туруп, әскәрлиримизни түркийә – сүрийә чеграсида йәнә 50 йил турғузмаслиқимиз керәк» деди.

қарариниң қандақ болушидин қәтийнәзәр таратқуларниң һуҗум обйекти болидиғанлиқини әскәрткән трамп, й п г / п к к ниң чекиниши тоғрисида болса, «чекинишлирини үмид қилимән. чүнки айропиланиңлар болмиса, уруш айропилани бар бир күчни йеңиш наһайити қийин» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر