хоңкоңда маска тақаш чәклимисигә бойсунмиған 70 киши назарәткә елинди

сақчи мәсуллири хоңкоңда шәнбә күнидин буйан иҗра қилинишқа башланған масқа тақашни чәкләш қануниға бойсунмиған 12 йаштин 41 йашқичә җәмий 70 кишиниң назарәткә елинғанлиқини елан қилди.

1284206
хоңкоңда маска тақаш чәклимисигә бойсунмиған 70 киши назарәткә елинди

 

түркийә авази радийоси хәвири: каррей лам ахбарат елан қилиш йиғинида, хоңкоң һөкүмитиниң бу мәсилиләргә өзи һәл қилиш чариси тепиши керәкликини билдүрүп, хоңкоңда әһвал йаманлишиверидиған болса, хитай армийәсиниң намайишни бесиқтуруш үчүн хоңкоңға кериши мумкинликини билдүрди.

хитайниң хоңкоң алаһидә мәмурий райони валийси каррей лам, төт айдин буйан давамлишиватқан вә зорванлиқ нисбити ешиватқан намайишларниң буниңдин кейинн демократийә үчүн елип берилған тинч һәрикәт һесабланмайдиғанлиқини ейтти вә дийалогниң давамлишиши тәрәбдари икәнликини уқтурди.

сақчи мәсуллири хоңкоңда шәнбә күнидин буйан иҗра қилинишқа башланған масқа тақашни чәкләш қануниға бойсунмиған 12 йаштин 41 йашқичә җәмий 70 кишиниң назарәткә елинғанлиқини елан қилди.

сақчилар җүмә күнидин бери намайишлар җәрйанида аз дегәндиму 200 магзен вә һөкүмәт биналириниң зийанға учриғанлиқини билдүрди.

тунугүн хоңкоңдики намайишта 2 намайшичиниң маска тақашни чәкләш қануниға бойсунмиғанлиқи сәвәбидин назарәткә елинғанлиқи вә кейинчә капаләткә қойуп берилгәнлики билдүрүлгән иди. 

хоңкоң валийси каррей лам, һөкүмәтниң намайишчиларға тутидиған позитсийәни техиму қаттиқ һалға кәлтүрүп, намайшчиларниң маска тақишини рәсмий чәклигән иди.

масқа ташқашни чәкләш қанунини елан қилиништин илгири хоңкоңда миңлиған киши маска тақап йүрүш қилған иди.

намайишчилар «маска тақашни халаймән!» вә «маска тақаш җинайәт әмәс!» дәп шоарларни товлиған иди.

хоңкоңда нурғунлиған палийәтчиләр вә парламент әзалириниң «маска тақашни чәкләш тәтүр тәсир пәйда қилиду, һечқандақ ишқа йаримайду вә иҗра қилинишиму қейин» дәп қарайдиғанлиқи билдүрүлмәктә. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر