трамп өзигә қарши «сийасий өзгириш» қозғитилғанлиқини илгири сүрди

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп, өзи үстидә елип бериливатқан вәзипидин йирақлаштуруш тәкшүрүшиниң бир «сийасий өзгириш» икәнликини илгири сүрди.

1280165
трамп өзигә қарши «сийасий өзгириш» қозғитилғанлиқини илгири сүрди

түркийә авази радийоси хәвири: доналд трампниң украина пирезиденти виладимир зелениски билән өткүзгән телефон сөһбитиниң ғулғулиси давам қилмақта؛ рәқиби җо байдинниң оғлини тәкшүрүшни тәләп қилғанлиқиға даир бир доклатниң ашкарилиниши билән тәң башланған бу мусапә, трампни вәзипидин йирақлаштуруш тәлипигичә йетип барди.

трамп тәкшүрүш давамлишиватқан бир пәйттә иҗтимаий таратқу тори арқилиқ байанат берип, өзини вәзипидин йирақлаштуруш тәкшүрүшиниң бир сийасий өзгириш икәнликини илгири сүрди.

у, мәсилигә мунасивәтлик тәпсилатлардин вақип болғансери йүз бериватқан ишларниң вәзипидин йирақлаштуруш әмәс, бир сийасий өзгириш икәнликини, бу қәдәмниң пуқралиқ һоқуқлирини елип ташлашни нишан қилғанлиқини һес қилғанлиқини қәйт қилди.

трампниң ийул ейида украина пирезиденти виладимир зелениски билән телефонда көрүшкәндә, демократлар қанитиниң пирезидент намзати җо байдинниң оғлини тәкшүрүшлирини тәләп қилғанлиқи илгири сүрүлгән؛ трамп болса, бу хәвәрләрни рәт қилмастин «зелениски билән немә дейишкәнликимниң әһмийити йоқ. бирлири байдинни тәкшүрүши керәк» дегәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر