шималий корейә билән америка қайтидин йадро сөһбитини башлайду

шималий корейә муавин ташқи ишлар министири байанат елан қилип, вашингтон билән пийоңйаңниң йадро скһбитини қайтидин башлаш үчүн келишим һасил қилғанлиқини билдүрди.

1279673
шималий корейә билән америка қайтидин йадро сөһбитини башлайду

түркийә авази радийоси хәвири: шималий корейә билән америка 2019-йили 5-өктәбир йадро сөһбәтлирини қайтидин башлаш тоғрисида келишим һасил қилди.

шималий корейә «KCNA» агентлиқиниң хәвиридә билдүрүлишичә, шималий корейә муавин ташқи ишлар министири чо сонхуй байанат елан қилип, вашингтон билән пийоңйаңниң, «4-өктәбирдә алдин учришиш вә 5-өктәбирдә хизмәт дәриҗисидә музакирәләр» өткүзүш мәсилисидә келишим һасил қилинғанлиқини билдүргән.

у байанатида йәнә, «шималий корейә һәйити шималий корейә-америка оттурисидики техника сәвийәсидики музакирәләргә қатнишишқа тәййар. техника сәвийәсидики музакирәләрниң, икки дөләт оттурисидики мунасивәтләрниң иҗабий җәһәттин тәрәққий қилиш сүритини тезләштүрүшини үмид қилимән» дегән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر