америка сәуди әрәбистанға башқурулидиған бомба беридиғанлиқини җакарлиди

америка дөләт мудапиә министирлиқи арамко ширкити һуҗумға учриғанлиқи үчүн сәуди әрәбистанға 200 әскәр, бир намлиқ башқурулидиған бомба батарийәси вә 4 данә қисқа мусапилиқ радар системиси әвәтидиғанлиқини җакарлиди.

1277715
америка сәуди әрәбистанға башқурулидиған бомба беридиғанлиқини җакарлиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири дөләт мудапиә министирлиқи байанатчиси җонатһан һофман бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «сәуди әрәбистан йеқинда һуҗумға учриғанлиқи үчүн һәмдә рийадниң тәклипигә бинаән, министир марк еспер америка қошма иштатлириниң сәуди әрәбистан падишаһлиқиға һәрбий әслиһәләрни әвәтидиғанлиқини уқтурди. бу даиридә вашингтон сәуди әрәбистанға 200 әскәр, бир <вәтәнпәрвәр> намлиқ башқурулидиған бомба батарийәси вә 4 данә қисқа мусапилиқ радар системиси әвәтиду. бу әслиһәләр сәуди әрәбистанниң пуқрави вә һәрбий ул әслиһә қурулушлириға қарита һава вә башқурулидиған бомба мудапиәсини күчәйтиштә муһим рол ойнайду. шуниң билән бир вақитта, министир еспер запас қисимларни тәййарлаш қарарнамисини мақуллиди. бу икки данә <вәтәнпәрвәр> намлиқ башқурулидиған бомба батарийәси, бир һава мудапиәси системиси қатарлиқларни өз ичигә алиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر