шаһзадә бин сәлман америкадин сәуди әрәбистанға әскәр йөткәшни музакирләшти

америка дөләт мудапиә министири марк еспер билән сәуди әрбистан тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин сәлман сәуди әрәбистанға һәрбий қисим йоллаш мәслисини музакириләшти.

1276902
шаһзадә бин сәлман америкадин сәуди әрәбистанға әскәр йөткәшни музакирләшти

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистан хәвәр агентлиқи «SPA» ниң хәвәрлиригә асасланғанда, еспер бин сәлманға телефон қилип, сәуди әрәбистанға америка әскәрлирини йоллаш мәслисидики мәвҗут бәлгилимиләр һәққидә пикир алмаштурған.

еспер иранниң райондики муқимлиқни бузуш характелиқ һуҗумчи сийасәтлирини тормузлаш керәкликини билдүрүп, сәуди әрәбистанниң өзини мудапиә қилишиға һәссә қошуш үчүн керәклик һәр қандақ ишни қилидиғанлиқини тәкитлиди.

еспер сәуди әрәбистанниң америка рәһбәрликидики хәлқара деңиз бихәтәрлики иттипақиға қатнишиш қарариға кәлгәнликини мәдһийәлиди.

тәхт вариси шаһзадә бин сәлман болса, сәуди арамкоға тәвә икки нефит завутиға қилинған һуҗумниң пүтүн дунйаға мунасивәтлик мәсилә икәнликини билдүрүп, хәлқара тинчлиқ вә бихәтәрликни қоғдаш үчүн қәтий ирадини намайан қилишниң зөрүрликини билдүрди. 

сәуди әрәбистанниң дөләтлик нефит ширкити сәуди арамкоға тәвә икки муәссисә 14синтәбирдә қораллиқ учқучисиз һава аппиратлири билән һуҗум қилинған вә һуҗумдин кейин от кәткән иди.

вәқәдә адәм өлүш йаки йаридар болуш вәқәси көрүлмигән болуп, йәмәндики хусийлар елан қилған йазма байанатида, һуҗумниң җавабкарлиқини өз үстигә алған иди. 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر