хитай «америка – хитай өзара сода вә иқтисад һәйәтлири учришиши» ға даир байанат елан қилди

хитай ташқи ишлар министирлиқи, хитай билән американиң муавин министир сәвийәсидики һәйәтлириниң сода музакирлириниң иҗабий өткәнликини елан қилди.

1275482
хитай «америка – хитай өзара сода вә иқтисад һәйәтлири учришиши» ға даир байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси гиң шуаң пайтәхт бейҗиңда чақирған ахбарат елан қилиш йиғинида, алдинқи һәптә һәр икки тәрәпниң муавин министир сәвийәсидики һәйәтлириниң пайтәхт вашингитонда өткүзгән учришиши үстидә тохталди.

гиң шуаң: «хитай америка өзара сода вә иқтисад һәйәтлири вашингитонда муавин министир сәвийәсидә музакирә өткүзди. ортақ әндишиләргә сәвәб болған иқтисад вә сода мунасивәтлири һәққидә иҗабий музакириләр елип берилди» деди.

гиң шуаң келәр ай хитай америка баш музакиричилири тәрипидин вашингитонда өткүзүлидиған «13нөвәтлик хитай - америка сода вә иқтисад йуқири сәвийәлик музакириси» үчүн конкерт бәлгилимиләрни сәмимий бир шәкилдә музакириләшкәнликини билдүрүп, һәр икки тәрәпниң мунасивәтлик темиларға даир йеқин алақини қоғдап қилишта пикир бирлики һасил қилғанлиқини билдүрди.

хитай билән американиң ийул ейиниң ахирида шаңхәйдә өткүзгән 12 - нөвәтлик музакирилири нәтиҗисиз ахирилашқан иди.

хитайниң пул бирлики йуән, 12 - нөвәтлик музакиридин кейин долларға селиштурғанда йеқинқи 12 йилдин буйанқи әң төвән сәвийәгә чүшүрүлгән болуп, буниңға қарита америка хәзинә ишлири министирлиқи хитайни «ташқи пирувит алдамчилиқи қилиш» билән әйиблигән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر