хусийлар әбу дәби вә дубәйгиму һуҗум қилидиғанлиқини җакарлиди

хусийлар әгәр әрәб иттипақдаш қисимлири йәмәндики һуҗумлирини давамлаштуридиған болса, сәуди әрәбистан вә әрәб бирләшмә хәлипиликигә нисбәтән һайатий әһмийәткә игә техиму көп муәссисәләргә һуҗум қилидиғанлиқи билән тәһдит салди.

1272385
хусийлар әбу дәби вә дубәйгиму һуҗум қилидиғанлиқини җакарлиди

 

түркийә авази радийоси хәвири: хусийлар өткән шәнбә күни сәуди әрәбистанниң дөләтлик нефит ширкити «Saudi Aramco» ға тәвә муәссисәләргә һуҗум қилған болуп, әмдиликтә әгәр йәмәндә әрәб итипақдаш қисимлири һуҗумлирини давамлаштуридиған болса, әрәб бирләшмә хәлипиликигиму һуҗум қилидиғанлиқини җакарлап тәһдит салди.

сәуди әрәбистан дөләт мудапиә министирлиқидин елан қилинған байанатта, «Saudi Aramco» ға тәвә муәссисәләргә қилинған һуҗумға иранниң йардәм қилғанлиқи билдүрүлгәндин кейин, хусийларниң һәрбий байанатчиси йәһйа сәри ахбарат елан қилиш йиғини чақирди. 

хусийларниң «әлмәсирә» телевизийә қанилида хәвәр қилишичә, йәһйа сәри ахбарат елан қилиш йиғинида, бәзилири тунҗи қетим ишлитилгән нурғун санда учқучисиз һава аппарати арқилиқ сәуди әрәбистандики бәкик вә һарис нефит завутлириға һуҗум қилғанлиқлирини елан қилған.

йәһйа сәри һуҗумларниң адәттики моторлуқ учқучисиз һава аппаратлири арқилиқ һуҗум нишанлириниң мусаписи вә йөнилишигә көрә, үч асаслиқ нуқтидин қилғанлиқиини билдүрүп, 1500 келометирдин 1700 келометрғичә мусапилиқ «сәмәд» вә «3нәсил кашиф» намлиқ учқучисиз һава аппиратлириниму шу қетимқи һуҗумда ишләткәнликини ейтти.

йәһйа сәри бәзи һава аппиратлириниң өзини йошуруштәк алаһидиликлиригиму игә икәнликини тәкитләп, буниң пиланлаш вә иҗра қилиш җәһәттә хусийларниң қандақ йуқири сәвийәгә йетип кәлгәнликини көрситидиғанлиқини әскәртти вә ахбарат елан қилиш йиғинида, байқиғуч һава аппиратлири арқилиқ һуҗумдин илгири алдин тартилған «Saudi Aramco» ға тәвә муәссисәләрниң рәсимлирини көрсәтти.

«Saudi Aramco» ға тәвә муәссисәләргә қилинған һуҗумларни «иккинчи чекиндүрүш тәңпуңлуқ һәрбий һәрикити» дәп тәриплигән йәһйа сәри, американиң зийанни аз көрситиш үчүн йалған рәсимләрни тарқатқанлиқини илгири сүрди.

йәһйа сәри әслидики вәйранчилиқниң етирап қилинғандинму чоң болғанлиқини тәкитлиди.

йәһйа сәри әрәб иттипақдаш қисимлири әгәр йәмәндики һуҗумлирини давамлаштуридиған болса, сәуди әрәбистан вә әрәб бирләшмә хәлипиликигә нисбәтән һайатий әһмийәткә игә техиму көп муәссисәләргә һуҗум қилидиғанлиқи билән тәһдит селип, әрәб бирләшмә хәлипиликиниң пайтәхти әбу дәби вә дубәйниңму һуҗум тизимликидә барлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر