һендонезийәдә чириклик билән әйибләнгән министир истепа бәрди

һендонезийә йашлар вә тәнтәрбийә ишлири министири имам наһрави чириклик билән әйиблинип, вәзиписидин истепа бәрди.

1272562
һендонезийәдә чириклик билән әйибләнгән министир истепа бәрди

 

түркийә авази радийоси хәвири: темпо гезитиниң хәвиригә асасланғанда, чириклик билән әйибләнгән министир имам наһравиниң дөләтлик тәнтәрбийә фондидин 26 милйард 500 миң рупийаһ (йәни, 1 милйон 900 миң доллар) пара алғанлиқиға даир хәвәрләр униң истепа беришигә сәвәб болған.

һендонезийә пирезиденти җоко видодониң министир имам наһравиниң истепа мәктубини қобул қилип, униң орниға йеңи министир тәйинлигәнгә қәдәр вакаләтән министирлиқи вәзиписини өтәйдиған кишини бәлгиләш хизмәтлирини башлиғанлиқи билдүрүлди.

чирикликкә қарши күрәш оргини, түнүгүн имам наһрави һәққидә чириклик делоси турғузғанлиқини елан қилған иди.

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر