хоңкоңдики һөкүмәткә қарши намайиш барғансери кәскинләшмәктә

хоңкоң сақчилири түнүгүнн (15-сентәбир) ки намайишларда, һөкүмәтни қоллиғучи гуруппа билән қарши турғучи гуруппиларниң бир- биригә төмүр калтәкләр билән һуҗум қилғанлиқини вә нурғун кишиниң йаридар болғанлиқини елан қилди.

1270059
хоңкоңдики һөкүмәткә қарши намайиш барғансери кәскинләшмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: хоңкоңда түнүгүн миңлиған кишиниң қатниши билән һөкүмәткә қарши өткүзүлгән кәң көләмлик намайишлардин кейин, хоңкоң һөкүмити зораванлиқниң һәл қилиш чариси әмәсликини елан қилди.

хитайниң хоңкоң алаһидә мәмурий райони һөкүмити тәрипидин елан қилинған байанатта, намайишчиларниң һөкүмәт биналириға молотоф (шишилик от бомбиси) атқанлиқини, қатнашни тосуп йолларға гүлхан йаққанлиқи вә бу хил зоравнлиққа йүзлинишиниң мәсилиләрни һәл қилишқа тиришиштин бәкрәк хәлққә  зийан йәткүзидиғанлиқини, шуңа сақчиларниң йаш аққузуш бомбиси вә йуқири бесимлиқ су ишлитип мудахилә қилғанлиқини ейтти.

хоңкоң сақчилири түнүгүнки намайишларда һөкүмәтни қоллиғучи гуруппа билән қарши турғучи гуруппиларниң бир - биригә төмүр калтәкләр билән һуҗум қилғанлиқини, нурғун кишиниң йаридар болғанлиқини вә сақчи қисимлириниң йаш аққузуш бомбиси етишқа мәҗбур болғанлиқини илгири сүрди.

хоңкоңда тутқунларни хитайға қайтуруп бериш қанун тәклипигә қарши намайиш башлинип, 15һәптисигә қәдәм қойғанда, түнүгүн һөкүмәткә қарши гуруппилардин аммиви кишилик һоқуқ фиронти кәң көләмлик намайиш орунлаштурди.

«Causeway Bay» районидин мәркизи районға қарап йүрүшкә атланған намайишчилар йолда ван чай (Wan Chai) вә (Admiralty) адмиратлити дегән җайда һөкүмәт биналириға йеқин җайларға молотоф (шишилик от бомбиси) атти. 

хитай мәнбәлик хәвәрләрдә билдүрүлишичә, намайишчилар бәзи йолларни тақап, сода сарайларға зийан салғандин кейин, ван чай (Wan Chai) вә (Admiralty) адмиратлити районлирида метро хизмәттин тохтитилиған.

сақчилар намайишчиларни тарқилип кетишкә чақириқ қилған. бирақ, намайишчилар йүрүшни давамлаштурғандин кейин, сақчилар намайишчиларға биронивик аптомобил, йуқири бесимлиқ су вә йаш аққузуш бомбиси билән мудахилә қилған, намайишчиларму сақчиларға молотоф (шишилик от бомбиси) вә йол гирвәклиридики хишларни етип қаршилиқ көрсәткән.

хоңкоңда ийун ейидин буйан өткүзүлүватқан намайишларда 183 киши наразәткә елинған болуп, алдинқи һәптә ичидила йәнә 157 нәпәр намайишчиниң назарәткә елиниши билән бу сан җәмий 340 қа чиққан иди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر