б д т: сүрийә армийәси билән русийәниң һуҗумлирини тәкшүрүш комитети қурулди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати сүрийәдә « сүркилишни азайтиш райони» да бәшшар әсәд күчлири билән русийәниң дохтурханиларға қилған һуҗумлирини тәкшүридиған комитетниң қурулғанлиқини җакарлиди.

1269447
б д т: сүрийә армийәси билән русийәниң һуҗумлирини тәкшүрүш комитети қурулди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипиниң байанатчиси степһан дуҗаррич, күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида бәргән байанатида,  сүрийәдә «<идлиб> сүркилишни азайтиш райони» да бәшшар әсәд күчлири билән русийәниң дохтурханиларға қилған һуҗумлирини тәкшүридиған комитетниң қурулғанлиқини,  нигерийәлик лейтенант генерал чикадибиа обиакор рийасәтчилик қилидиған, сингапорлуқ җанет лим вә португалийәлик мариа сантос паис һәмкарлишидиған комитетниң 30 – сентәбирдин етибарән тәкшүрүш елип беришқа башлайдиғанлиқини қәйт қилди.  шуниң билән бир вақитта, комитетниң паалийәтлирини перулуқ  биригада генерали фермандо ордонез билән хәлқара қизил кирсет комитетиниң сабиқ башлиқи пиерре ритерниңму қоллайдиғанлиқини әскәртти.

у, сүрийәдики барлиқ тәрәпләрни комитетни қоллашқан вә комитет билән һәмкарлишишқа  чақирди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر