шималий корейә хитай баш министирини зийарәттә болушқа тәклип қилди

шималий корейә хитай баш министири ли кечйаңни пийоңйаңда зийарәттә болушқа тәклип қилди.

1268274
шималий корейә хитай баш министирини зийарәттә болушқа тәклип қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийәниң «‹кйодо› хәвәр агентлиқи» ниң дипломатик мәнбәләргә асасән елан қилған хәвиргә асасланғанда, пийоңйаң һөкүмити шималий корейә – хитай оттурисида дипломатик мунасивәт орнитилғанлиқиниң 70 – йиллиқи мунасивити билән хитай баш министири ли кечйаңни шималий корейәдә   дөләт ишлири зийаритидә болушқа тәклип қилған.

хәвәрдә дейилишичә, хитай баш министири ли кечйаңниң шималий корейә рәһбири ким җоңун билән көрүшүши пиланланмақта икән.

игилинишичә, 2013 – йилдин буйан баш министирлиқ вәзиписини өтәватқан ли кечйаң һазирғичә шималий корейәдә һеч зийарәт болмиған икән. зийарәт ишқа ашқан тәқдирдә, ли кечйаң  2009 – йилдин буйан  шималий корейәдә зийарәттә болған тунҗи хитай баш министири болуп қалидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر