америка терроризмға қарши күрәш җаза ториниң даирисини кеңәйтти

америка пирезиденти доналд трамп, дөлитиниң терроризмға қарши күрәштики җаза йүргүзүш тори вә даирисини кеңәйтишни мәзмун қилған қарарнамәсини имзалиди.

1267610
америка терроризмға қарши күрәш җаза ториниң даирисини кеңәйтти

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти доналд трамп, дөлитиниң терроризмға қарши күрәштики җаза йүргүзүш тори вә даирисини кеңәйтишни мәзмун қилған 11 – сентәбир вәқәсидин буйанқи әң кәң көләмлик өзгәртишләр орун алған қарарнамәсини имзалиди.

америка даирилири, 11 – сентәбир һуҗумлириниң 18 – йилида дунйа миқйасида терроризмға қарши күрәшниң даирисини кеңәйтиш үчүн йеңи қәдәмләрни ташлашқа тәййарлиқ қиливатқанлиқини оттуриға қойди.

пирезидент доналд трампниң имзаси билән иҗра қилинишқа башлиған пирезидентлиқ мәһкимиси қарарнамәси, вашингтон даирилириниң терроризмға қарши күрәштә җаза даирисини кеңәйтишни вә пәқәт террорчиларнила әмәс, бу унсурларға йардәмчи болған үчинчи киши вә орунларғиму зәрбә беришни нишан қилиду.

трамп бу һәқтә йазма байанат елан қилип, «америка қошма иштатлири вә шериклимиз, сүрийә вә ирақта даешниң қолидики җайларни йүздә йүз қутқузди, буниңдин башқа даеш, әлқаидә вә һизбуллаһниң дунйа миқйасидики малийә вә һәрикәт торлирини битчит қилип ташлиди» дегәнләрни қәйт қилди.

трампниң пирезидентлиқ мәһкимиси қарарнамәси билән бирла вақитта америка хәзинә ишлири министирлиқиму даеш, әлқаидә, һамас вә иран инқилаб муһапизәтчилиригә охшаш тәшкилатларниң йуқири дәриҗилик 15 каттибешиға җаза йүргүзүшни мәзмун қилған бир қарарини елан қилди.

министирлиқниң байанатида, сүрийәдә әлқаидә билән һәмкарлиқ орнитиватқан «һуррасуддин» намлиқ тәшкилатниң «хәлқаралиқ террорлуқ тәшкилатлири» тизимликигә киргүзүлгәнлики әскәртилди.

байанатта, америкиниң мәзкур тәшикилатларни йеқиндин көзитишни давамлаштуридиғанлиқи тәкитләнди вә йеңи җазаларни җакарлаш тәййарлиқлириниң давамлишиватқанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر