мисир тәптиш мәһкимиси абдуллаһ мурсиниң вапат болуш сәвәбини тәкшүрүшни башлиди
мисир тәптиш мәһкимиси, мисирниң сабиқ пирезиденти муһәммәд мурсиниң түнүгүн кечә туйуқсизла йүрәк санҗиқи тутуп һайатидин айрилған 25 йашлиқ кичик оғли абдуллаһниң вапат болуш сәвәбини тәкшүрүшни башлиди.

түркийә авази радийоси хәвири: мурси аилисиниң адвокати абдулмөмин абдулмәқсуд анадолу агентлиқиниң соаллириға җаваб берип, тәптиш мәһкимиси хадимлириниң бүгүн сәһәрдин башлап абдуллаһ мурсиниң вапат болуш сәвәбини тәкшүрүшни башлиғанлиқини ейтти.
адвокат абдулмәқсуд, мурси аилисиниң тәкшүрүшниң ахирлишип җиназиниң дәпнә қилиниши үчүн рухсәт қилиниши күтүватқанлиқини қәйт қилди.
сабиқ пирезидент муһәммәд мурси билән нәҗла мәһмуд ханимниң әһмәд, шәйма, усамә, өмәр вә абдуллаһ исимлик 5 пәрзәнти бар иди.
2013 – йили һәрбий – сийасий өзгириш арқилиқ ағдуруветилгән муһәммәд мурси, ийун ейида сот мәһкимисидә йүрәк санҗиқи қозғилип қелип һайатидин айрилғаниди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

парижда сүрийә мәсилиси йиғини өткүзүлди
фирансийәниң пайтәхти парижда хәлқара сүрийә мәсилиси йиғини чақирилди.