оқуғучиларниң имтеһанлардики кәчүрмикәшликини тосуш үчүн йешик кейгүзүш чариси
мексикадики бир мәктәп оқутқучисиниң оқуғучиларниң имтеһанларда кәчүрмикәшликини тосуш үчүн башлириға йешик кейгүзгәнлики иҗтимаий таратқуларда ғулғула қозғиди.
түркийә авази радийоси хәвири: тилаксикала өлкисидики «Bachilleres 01 El Sabinal» мәктипидә оқутқучиниң имтеһанлардики кәчүрмикәшликни тосуш үчүн ғәлитә бир чарини йолға қойғанлиқи илгири сүрүлди.
иҗтимаий таратқуларда елан қилинған көрүнүшләрдә рәткә тизилип олтурған оқуғучиларниң башлириға йешик кейгүзгәнлики диққәт тартти.
мәктәп мудири луис җуарез текисис көрүнүшләр елан қилинғандин кейинки байанатида, униң имтеһан әмәсликини вә пихиологийәлик бир тәтқиқат үчүн елип берилған көңүллүк бир паиалийәт икәнликини илгири сүрди.
оқуғучиларниң ата – анилири болса, мәктәпниң бу қилмишиниң хорлаш характеригә игә игәнликини вә кишилик һоқуқни дәпсәндә қилғанлиқ болидиғанлиқини билдүрүп, сотқа әрз сунди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
путин қәсәм ичип вәзипә өтәшкә башлиди
русийәдә владимир путин қәсәм берип, бәшинчи нөвәт пирезидентлиқ вәзиписини өтәшни рәсмий башлиди.