исраилийә әскәрлириниң түркийә мухбирини йариландуруши қаттиқ наразилиқ қозғиди

исраилийә әскәрлириниң анадолу агентлиқиниң фото сүрәт мухбири әли җадаллаһни йариландуруши қаттиқ наразилиқ қозғиди.

1261497
исраилийә әскәрлириниң түркийә мухбирини йариландуруши қаттиқ наразилиқ қозғиди

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин журналистлар уйушмиси, исраилийә әскәрлириниң ғәззә райониниң шәрқидики тинч һаләттә өткүзүлгән «кәң көләмлик йуртқа қайтиш» намайишлирини көзитиватқан анадолу агентлиқиниң фото сүрәт мухбири әли җадаллаһни йариландурушини қаттиқ әйиблиди.

уйушма тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, анадолу агентлиқиниң фото сүрәт мухбири әли җадаллаһниң исраилийә әскәрлириниң һуҗумиға учришиниң, исраилийәниң һәр күни йолға қойуватқан системилиқ зораванлиқ сийаситиниң испати икәнлики әскәртилиш билән бир вақитта, хәлқара җәмийәт бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 2222 – номурлуқ журналистлар – мухбирларни қоғдашқа алақидар қарариға риайә қилишқа чақириқ қилинди.

түнүгүн исраилийә әскәрлириниң қамал астидики ғәззә районида өткүзүлгән «кәң көләмлик йуртқа қайтиш» намайишлириға мудахилә қилиши җәрйанида, ғәззәдә вәзипә өтәватқан вә намайишларни көзитиватқан  анадолу агентлиқиниң фото сүрәт мухбири әли җадаллаһниң бешиға оқ тегип, йариланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر