русийә қош тәрәплик җасусниң зәһәрлиниш мәсилиси һәққидә байанат елан қилди

русийә ташқи ишлар минситирлиқи байанатчиси марийа заһарова американиң русийәгә қарита йеңи ембарголарни йолға қойушиниң қанунлуқ әмәсликини билдүрди.

1260395
русийә қош тәрәплик җасусниң зәһәрлиниш мәсилиси һәққидә байанат елан қилди

 

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар минситирлиқи байанатчиси марийа заһарова пайтәхт москвада чақирған ахбарат елан қилиш йиғинида, күнтәртипкә алақидар нуқтилиқ темилар үстидә тохталди. 

марийа заһарова американиң қош тәрәплик җасус сергей сикрипал вә қизи йулийаниң алдинқи йили әнглийәдә химийәлик бир маддә билән зәһәрләп суйиқәст қилиниши түпәйлидин русийәгә қаратқан йеңи ембарголири үстидә тохталди.

марийа заһарова «американиң ембароголири пәқәт русийәгә нисбәтәнла әмәс, барлиқ дөләтләргә нисбәтәнму қанунлуқ салаһийити болмиған бир бесим вастисидур. америка русийәгә қарши ембарголири арқилиқ икки дөләт оттурисидики мунаисвәтләрни сайлам риқабитигә қурбан қилмақта» деди.

заһарова афғанистан мәсилиси үстидиму тохтилип, русийәниң америка вә талибан оттурисида имзалишини мөлчәрлиниватқан тинчлиқ келишиминиң ишқа ашурулишиға капаләтчи болалайдиғанлиқини ейтти.

заһарова русийәниң һиндистан билән пакистан оттурисидики кәшмир йирикчиликләрниң төвәнлитилиши үчүн ташлинидиған қәдәмләрни мәмнунлуқ билән қарши алидиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилиди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر