әсли иранлиқ шиветсийә парламент әзаси исламға өчмәнлики түпәйлидин партийәдин қоғлап чиқирилди

шиветсийәдә солчилар партийәси парламент әзаси шундақла исламға өчмәнлик қилиш билән тонулған әсли иранлиқ аминә какабавәһ партийәсидин қоғлап чиқирилди.

1260187
әсли иранлиқ шиветсийә парламент әзаси исламға өчмәнлики түпәйлидин партийәдин қоғлап чиқирилди

түркийә авази радийоси хәвири: шиветсийә солчилар партийәси баш катиби арн етзлер ахбарат елан қилиш йиғинида, теги иранлиқ парламент әзаси аминә какабавәһниң исламға қарши байанатлириниң партийә сийаситигә чоң зийан йәткүзгәнликини билдүрүп, шуңа партийәдин қоғлап чиқириш қарари елинғанлиқини ейтти.

баш катиб арн етзлер теги иранлиқ парламент әзаси аминә какабавәһниң ислам һәққидә тоғра болмиған нурғун нәрсиләрни илгири сүргәнликини тәкитләп: «һәтта шиветсийәниң чәт кочилирида ислам хәлипиликиниң қурулғанлиқини илгири сүрди. ирқивазларниң ислам һәққидә елан қилған тәтүр тәшвиқат характерлик бир хәвирини өзиниң иҗтимаий таратқу һесабида тарқитишип бәрди. мәктәпләрдә диний симиволларниң мәни қилинишини тәләп қилди. бу ишлар бизниң партийә сийаситимизгә түптин зит келиду, партийәмизгә чоң зийан йәткүзиду» деди. 

йәнә бир тәрәптин теги иранлиқ парламент әзаси аминә какабавәһниң парламентта пат - пат террорлуқ тәшкилати п к к ниң террорчилар тизимликидин чиқирип ташлиниши һәққидиму тәклип сунуп келиватқанлиқи мәлум.

аминә какабавәһ тунҗи қетим 2016йилида ислам дини вә сомалилиқлар һәққидә тәййарланған бир йалған видеони өзиниң иҗтимаий таратқу һесабида тарқатқан иди. 

бу видеоға алақидар хәвәләрдә болса, әслидә бу видеониң 2014йилида норвигийәлик ирқий айримчи бир гуруппиниң интернет бетидә елан қилинғанлиқи вә аминә какабавәһниң шу йәрдин көчүрүп тарқатқанлиқи ашкариланған иди.

сомалидики диний бир сөһбәт җәрйанида тартилғанлиқи илгири сүрүлгән мәзкур видеоға йалғандин шиветсийә дөләт телевизийәси «SVT» ниң бәлгиси вә екран асти йезиқлири орунлаштуруп, мусулман сомалилиқларни хәлқниң нәзиридә басқунчи вә оғри қилип көрсәтмәкчи болғанлиқи уқтурулған иди. 

мушу вәҗидин бир қетим партийәсидин агаһландуруш җазасиға учриған вә бир айғичә парламент әзалиқи билән партийә әзалиқини тоңлитип қойуш җазаси берилгән иди. бирақ, шундақтиму әсли иранлиқ парламент әзаси аминә какабавәһ йәнә тохтимастин, исламға өчмәнлик қилишни давамлаштурған иди.

 

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر