хоңкоң хәлқара айродурумида намайиш қилиш чәклимисиниң вақти узартилди

хитайниң хоңкоң алаһидә мәмурий районидики хоңкоң хәлқара айродурумида намайиш қилиш чәклимисиниң вақти узартилди.

1257455
хоңкоң хәлқара айродурумида намайиш қилиш чәклимисиниң вақти узартилди

түркийә авази радийоси хәвири: хоңкоң радийо-телевизийә идариси хәвәр қанили «RTHK» ниң уқтуришичә, хоңкоң алий сот мәһкимиси айродурумда айропилан сәпәрлиригә тәсир йәткүзидиған йаки учушқа тосқунлуқ пәйда қилидиған паалийәтләрни чәкләшкә алақидар һөкминиң муддитини иккинчи һөкүм кәлгәнгә қәдәр узартқанлиқини елан қилған. 

хоңкоң алий сот мәһкимиси бу һөкүмни «айродурумда һөкүмәткә қарши намайишлар өткүзүшкә болиду» дегән сөзләр тарқилишқа башланғандин кейин чиқарған болуп, буниң айродорумларниң хәлқарадики инавити вә ширкәтләрниң мәнпәәти нуқтисидин муһим икәнлики тәкитләнди.

хоңкоңда 3 айдин буйан тохтимай давамлишиватқан намайишлар, 12вә 13авғуст күни айродурумғичә кеңәйгән иди. намайишчилар билән сақчилар оттурисда йүз бәргән тоқунуш сәвәбидин йүзләрчә айропилан сәпири әмәлдин қалдурулған иди.

буниңға қарита алий сот мәһкимиси шу һәптиси айродурумда рухсәтсиз намайиш қилишни чәклигән вә айродурумниң бәлгиләнгән җайлиридила намайиш қилишқа рухсәт қилған иди.

хоңкоңда һөкүм елан қилинған йаки җинайәт билән әйибләнгән кишиләрниң хитайға қайтуруп берилишини асанлаштуридиған қанун тәклипи парламенқа сунулған вә хәлқниң қаттиқ наразилиқиға учрап намайишлар башлинип кәткән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر