бәшшар әсәд һакимийити хан шәйхунни қолға чүшүрди

бәшшар әсәд һакимийити бундин 2.5 йил бурун химийәлик қорал ишлитиш сәвәбидин күнтәртипкә кәлгән хан шәйхун шәһирини, русийәниң һавадин йардәм қилиши билән һечқандақ пуқраси қалмиған һалда қолға чүшүрди.

1256852
бәшшар әсәд һакимийити хан шәйхунни қолға чүшүрди

түркийә авази радийоси хәвири: идлибниң җәнубиға җайлашқан хан шәйхун наһийәси 2014-йилидин буйан өктичиләр вә бәшшар әсәд һакимийитигә қарши қораллиқ гуруппиларниң контроллуқида туруватқан иди.

хан шәйхун наһийәси бәшшар әсәд һакимийитиниң 2017-йили 4-апрелдики химийәлик қорал һуҗумида 100 адәмниң җенидин айрилиши билән, дунйаниң күнтәртипигә кәлгән иди.

түркийә, русийә вә иран 2017-йили 4-5-май күнлири ечилған астана йиғинида, хан шәйхунни өз ичигә алған һалда «идлиб җиддийчиликни пәсәйтиш райони» қилип елан қилған иди. бирақ, бәшшар әсәд һакимийити вә униң қоллиғучилири хан шәйхунни давамлиқ һуҗум нишани қилип кәлди.

игилинишичә, 2019-йили февралдин тартип наһийәдә йашайдиған 112 миң пуқраниң һәммиси көчүп кәткән.

русийә айропиланлириниң һавадин йардәм қилиши, алаһидә қисим вә кираланған әскәрләр билән иранниң қоллиши астидики террорист гуруппиларниң қуруқлуқтин қилған йардимигә еришкән бәшшар әсәд һакимийити, һамадин идлибниң җәнубиға қарап илгириләп, хан шәйхунни игәллиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر