ийорданийәдин хәлқара җәмийәткә муһим чақириқ

ийорданийә исраилийәниң қуддуста йолға қойуватқан сүркилишни әвҗ алдуруветидиған сийасәтлириниң сәлбий тәсирлириниң болидиғанлиқи тоғрулуқ агаһландурушта болди.

1254659
ийорданийәдин хәлқара җәмийәткә муһим чақириқ

түркийә авази радийоси хәвири: ийорданийә ташқи ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, ийорданийә ташқи ишлар  вәзири әймән әссафәви, пайтәхт амманда йавропа иттипақи әллириниң баш әлчилири билән көрүшкәндә қилған сөзидә, хәлқара җәмийәтни исраилийәниң ишғалити астидики қуддуста садир қиливатқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә хатимә беришкә вә бу һәқтә муһим қәдәмләрни ташлашқа чақирди.

исраилийәниң  қуддуста йолға қойуватқан сүркилишни әвҗ алдуруветидиған сийасәтлириниң сәлбий тәсирлириниң болидиғанлиқи тоғрулуқ агаһландурушта болған әссафәви, исраилийәниң қуддусниң тарихий вә қануний салаһийитигә, мусулманлар һәм хиристийанларға аит муқәддәс җайларға һөрмәт қилиши лазимлиқини қәйт қилди, һәмдә исраилийәниң муқәддәс җайларға қарита йолға қойуватқан сийасәтлириниң мусулманлар һәм хиристийанларниң қаттиқ ғәзәп – нәпритини қозғаватқанлиқини тәкитлиди.

бәйтулләһимдә алдинқи күни бир пәләстинликниң исраилийә әскәрлири тәрипидин етип өлтүрүлүшидин кейин, шәрқий қуддустики әбу дис вә әләйзәрийәә районлирида өткүзүлгән намайишларға исраилийә әскәрлириниң мудахилә қилиши нәтиҗисидә 15 пәләстинлик йариланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر