йавропа иттипақи хоңкоңдики тәрәпләрни кәң даирилик дийалог өткүзүшкә чақирди

йавропа иттипақи, хитайниң хоңкоң алаһидә мәмурий районида җинайәтчиләрни хитайға қайтуруп беришини мәзмун қилған қанун лайиһәсиниң әмәлдин қалдурулушини тәләп қилип давамлишиватқан намайишлар тоғрисида байанат елан қилди.

1254235
йавропа иттипақи хоңкоңдики тәрәпләрни кәң даирилик дийалог өткүзүшкә чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи, хитайниң хоңкоң алаһидә мәмурий районида җинайәтчиләрни хитайға қайтуруп беришини мәзмун қилған қанун лайиһәсиниң әмәлдин қалдурулушини тәләп қилип давамлишиватқан намайишларниң ахирлишиши үчүн «кәң даирилик дийалог өткүзүш» кә еһтийаҗ барлиқини билдүрди.

йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә бихәтәрлик сийасәтлири алий вәкили федерика могерини йазма байанат елан қилип, 2 айдин буйан көп санда пуқраниң йиғилиш вә намайиш өткүзүш һоқуқидин пайдиланғанлиқини, бирақ йеқинқи күнләрдә зораванлиқ вәқәлириниң көпийип қалғанлиқини әскәртип, «мөтидил һәрикәт қилиш, зораванлиқтин сақлиниш вә җиддийчиликни пәсәйтиш үчүн тез қәдәмләрниң ташлиниши наһайити муһим» дегәнләрни қәйт қилди.

«барлиқ тәрәпләрни өз ичигә алидиған сиғдурушчан вә кәң даирилик дийалог өткүзүлүши зөрүр» дегән могерини, хоңкоң хәлқиниң асасий һәқ – һоқуқлиридин бәһримән болушида хитай һөкүмитиниңму мәсулийити барлиқини қәйт қилди.

хитайниң хоңкоң алаһидә мәмури райони, хоңкоңда үстидин һөкүмнамә елан қилинған йаки әйибләнгән кишиләрниң хитайға, макав (авмин) алаһидә мәмури райониға вә тәйвәнгә қайтуруп берилишини асанлаштуридиған қанун лайиһәси вә буниңға қарши өткүзүлгән намайишлар билән дунйа күнтәртипиниң алдинқи қатаридин орун алмақта.

мәзкур қанун лайиһәси 3 – апрелда парламентқа сунулғаниди.

лайиһә сийасий җинайәтчиләрни өз ичигә алмисиму, 7 милйон 400 миң нопуслуқ хоңкоңлуқниң көп қисми кишиләрниң хитайниң қанун системиси астида халиғанчә назарәт астиға елинишидин, адил болмиған сотлаш мусапилири, һәтта қийин – қистаққа дуч келишидин әндишә қилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر