пакистанда һөл - йеғин сәвәб болған қазаларда өлүп кәткәнләр сани 27 гә йәтти

пакистандики шиддәтлик һөл – йеғин пәйда қилған апәт вә һәрхил қазаларда һайатидин айрилғанлар сани 27 гә йәтти.

1253072
пакистанда һөл - йеғин сәвәб болған қазаларда өлүп кәткәнләр сани 27 гә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: «Dawn» гезитниң хәвәр қилишичә, сақчилар, синд өлкиси миқйасида шиддәтлик һөл – йеғин пәйда қилған тәбиий апәт вә һәрхил қазаларда 24 нәпири карачида болуп җәмий 27 адәм өлгән, 33и нәпири карачида болуп җәмий 46 адәм йариланған.

һайатидин айрилғанларниң көп санлиқиниң ток соқуветиш йаки өйлириниң гүмүрүлүп чүшүши нәтиҗисидә һайатидин айрилғанлиқи билдүрүлди.

синд өлкисидә шәнбә күни башланған һөл – йеғин токларниң тохтап кетиши, дәрәхләр, телефон вә електир ситолбилириниң өрүлүп чүшүшини кәлтүрүп чиқарди؛ кочилар вә нурғун өй – маканни су бесивалди.

синд өлкисиниң пайтәхти карачида шәнбә күни кечиси башлап 16 саәт давамлашқан шиддәтлик һөл – йеғин, су апити пәйда қилди, су апити түпәйли өйлиригә қамилип қалғанлар тик учар айропилан вә киранларни ишқа селиш арқилиқ қутқузулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر