афғанистан пайтәхти кабулда партлаш йүз бәрди

афғанистанда икки шәһәрдә йүз бәргән бомба һуҗуми вә тоқунушларда 42 киши җенидин айрилди.

1249036
афғанистан пайтәхти кабулда партлаш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистан ички ишлар министирлиқи охшимиған икки шәһәрдә йүз бәргән бомба һуҗуми вә тоқунушлар тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, пайтәхт кабулда велиспиткә орунлаштурулған бомба, 6-авғуст (сәйшәнбә) шу йәр вақти саәт 16:00 дә, министирлиқиниң бир аптомобили өтүватқанда партлитилғанлиқи билдүрүлди. һуҗумда, икки кишиниң җенидин айрилип, йәттә кишиниң йариланғанлиқи қәйт қилинди.

һазирчә, бу һуҗумға һечқандақ тәшкилат йаки шәхс җавабкар болидиғанлиқини елан қилмиди.

афғанистанниң иран чеграсидики һират шәһиридиму талибандин бөлүнүп чиққан бир гуруппа билән талибанға қарашлиқ күчләр оттурисида йәр талишиш сәвәбидин қораллиқ етишиш йүз бәрди.

һираттики районлуқ кеңәш әзаси вакил әһмәт етишиш нәтиҗисидә 40 кишиниң җенидин айрилғанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر