баңкоктики партлашларға четишлиқ 7 киши назарәткә елинди

тайландниң пайтәхти баңкокниң мәркизий ноқтилирида җүмә күни партилитилған бомбиларға четишлиқ 7 киши назарәткә елинди.

1247454
баңкоктики партлашларға четишлиқ 7 киши назарәткә елинди

 

 

түркийә авази радийоси хәвири: тайланд мәтбуатлириниң хәвәрлиридә, сақчиларниң бомбилардин бирсини суан луаң мәһәллисигә орунлаштурғанлиқи байқалған 7 нәпәр толуқ оттура техника мәктипи оқуғучилирини назарәткә алғанлиқи билдүрүлди.

оқуғучилар сорақ җәрйанида бомбини өзлири йасашқанлиқлирини вә партлитиш үчүн орунлаштурғанлиқлирини етирап қилған, бирақ бу һәрикитиниң сийасий мәқсити йоқлуқини һәмдә шу күни шәһәрниң башқа җайлирида партлиған бомбилар биләнму һеч қандақ мунасивәтлири йоқлуқини ейтти.

сақчилар шу күни партилитилған 6 бомба билән йәнә бир партлаштин илгири пачақлап ташланған бомбиниң зади кимләр тәрипидин орунлаштурулғанлиқини җиддий тәкшүрмәктә.

баңкокта җүмә күни әтигәндә 52нөвәтлик шәрқий җәнубий асийа дөләтлири бирлики ташқи ишлар министирлири йиғини өткүзүливатқан пәйттә, шәһәрниң охшаш болмиған җайлирида 5 айрим айрим бомба партлиған иди.

52нөвәтлик шәрқий җәнубий асийа дөләтлири бирлики ташқи ишлар министирлири йиғини өткүзүливатқан меһманханиға йеқин җайдинму 2 йалған бомбини байқиған сақчилар, йәнә бир партлаш алдида турған бомбиниму пачақлап ташлиған иди. 

партлашта 3 киши йаридар болған иди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر