трамп хитай мәһсулатлиридин йеңи баҗ елинидиғанлиқини җакарлиди

америка пирезиденти доналд трамп 2019-йили 1-сентәбирдин башлап 300 милйард долларлиқ хитай мәһсулатлириға%10 баҗ қойғанлиқлирини елан қилди.

1246490
трамп хитай мәһсулатлиридин йеңи баҗ елинидиғанлиқини җакарлиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти доналд трамп твиттерда хитай мәһсулатлиридин елинидиған йеңи таможна беҗи тоғрисида байанат елан қилди.

у америка һәйитиниң хитайдин қайтип кәлгәнликигә узун болмиғанлиқини вә үч ай бурун хитай билән сода музакирәлиридә келишим түзүш мәсилисидә үмидвар болғанлиқини билдүрүп: «наһайити әпсуски, хитай имза қойуштин бурун келишимни қайтидин музакирә қилишни қарар қилди. хитай йеқинқи вақитта, американиң йеза игилики мәһсулатлирини сетивелиш үчүн келишим һасил қилди, бирақ уни әмәлийләштүрмиди» деди.

у хитай рәиси ши җинпиңниң өзигә, «америкаға зәһәрлик фәнтанил маддисини сетишни тохтитидиғанлиқини» ейтқанлиқини, әмма буниму қилмиғанлиқини әскәртти вә мундақ деди:

«сода музакирәлири давамлишиватиду. америка булар давамлишиватқан бир пәйттә 1-сентәбирдин башлап хитайдин дөлитимизгә импорт қилинған 300 милйард долларлиқ мәһсулатқа %10 лик кичиккинә қошумчә таможна беҗи қошиду. бу қошумчә баҗ %25 лик таможна беҗи елиниватқан 250 милйард долларлиқ мәһсулатни өз ичигә алмайду.кәң даирилик сода келишими түзүш үчүн хитай билән иҗабий дийалогимизни давамлаштурушни халаймиз. икки дөләт оттурисидики келәчәкни парлақ дәп ойлаймиз.»

өткән йили (2018) март ейида башланған вә өзара икки дөләт оттурисида қошумчә таможна беҗи елишқа сәвәб болған сода уруши, хитайниң технологийә ширкәтлиригичә кеңәйгән иди.

2019-йили май ейида америка билән хитайниң бир йилдин артуқ давамлашқан музакирәлириниң 11-си америкада өткүзүлгән иди. хитайниң баш музакирәчиси вә муавин баш министир лйу хе бу музакирәдин қуруқ қол қайтқан иди.

америка пирезиденти доналд трамп билән хитай рәиси ши җинпиң ийул ейиниң ахирида йапонийәдә өткүзүлгән G-20 дөләт гуруһи рәһбәрләр йиғинида, сода музакирәлирини давамлаштурушни қарар қилған иди. пирезидент трамп G-20 дөләт гуруһи йиғинидин кейин,  300 милйард долларлиқ хитай мәһсулатлиридин қошумчә таможна беҗи елиш пиланини вақитлиқ тохтатқан вә аридин узун өтмәй хитай ширкити хуавейға қаратқан чәклимиләрни әмәлдин қалдурушта йешил чирағ йаққан иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر