ақ сарайдики түркийә йиғинида ембарго қарари елиндиму?

җумһурийәтчи палата әзалириниң алдинқи күни ақ сарайда өткүзгән йиғинида америка пирезиденти доналд трампниң түркийәгә ембарго йүргүзүшни халимайдиғанлиқини ейтқанлиқи билдүрүлди.

1241928
ақ сарайдики түркийә йиғинида ембарго қарари елиндиму?

 

түркийә авази радийоси хәвири: америкиниң «CNN» телевизийә қанилиниң җумһурийәтчи икки палата әзасини мәнбә көрситип, «трамп җумһурийәтчи палата әзалириға русийәдин қорал алғанлиқи сәвәбидин түркийәгә ембарго йүргүзүшни халимайдиғанлиқини ейтти» сәрләвһилик хәвиридә, ахбаратқа йепиқ шәкилдә өткүзүлгән вә 70 минут давамлашқан йиғинда трампниң түркийәгә йүргүзүлүш еһтимали болған имбарголар һәққидә конкерт вә алаһидә баһалашларда болмиғанлиқи, буниң әксичә мәсилигә омумий баһалаштила болғанлиқи билдүрүлди.  

хәвәрдә палата әзалириниң америкиниң рәқиблиригә қарши емарго йоли билән күрәш қилиш қануни «CAATSA» даирисидә, түркийәгә имбарго йүргүзүшкә тоғра келидиғанлиқини, бирақ түркийәниң шималий атлантик әһди тәшкилати әзаси болғанлиқиниң башқичә вәзийәтни оттуриға чиқиридиғанлиқини тәкитләшкәнлики қәйт қилинди. 

хәвәрдә доналд трампниң өз һөкүмити мәзгилидә мақуллашқа мәҗбур болған «F-35» айропиланиға даир қарариға қарита йәнә бир қетим сабиқ пирезидент барак обама һөкүмитини әйиблигәнлики вә: «һазирму мән түркийәгә <F-35> типлиқ уруш айропиланлирини саталайдиған болушимизни халаймән» дегәнлики билдүрүлди. 

хәвәрдә билдүрүлшичә, доналд трамп өзидин илгирики һөкүмәтниң бу нуқтидики хаталиқи тәрәпкә һәмминиң диқитини тартип, түркийәгә «S-400» ләр сәвәбидин ембарго йүргүзүшни халимайдиғанлиқини палата әзалириға җикилигән. 

бу һәқтә америкиниң вашингитон почта гезитидә чиққан хәвәрдә болса, доналд трампниң шималий атлантик әһди тәшкилатидики иттипақдиши болған түркийәгә америкиниң рәқиблиригә қарши емарго йоли билән күрәш қилиш қануни «CAATSA» даирисидики ембарголарниң һәммисиниң йолға қойолушиға қарши чиқидиғанлиқини ейтқанлиқи билдүрүлди.

гезитниң хәвиридә доналд трамп билән бәзи палата әзалири оттурисида йеник талаш тартиш болғанлиқи, америка пирезидентиниң ембаргодинму бәкрәк түркийә билән қандақ музакирә өткүзүш керәклики мәсилисини тәкитлигәнлики уқтурулди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر