трампниң қизи тиффаний түрк кавапчи нусрәт гөкчәниң меһмини болди

кавапни өзгичә түзлаш һәрикәтлири билән дунйаға тонулған атақлиқ түрк кавапчи нусрәт гөкчә америка пирезиденти доналд трампниң қизи тиффанийни күтүвалди.

1241472
трампниң қизи тиффаний түрк кавапчи нусрәт гөкчәниң меһмини болди
tiffany trump-nusret.jpg

 

түркийә авази радийоси хәвири: нүсрәт гөкчәниң гиретсийәдики әң арзулуқ сайаһәт райони миконостиға җайлашқан рсторанида доналд трампниң 25 йашлиқ қизи үчүн алаһидә бихәтәрлик тәдбирлири елинди.

тиффанийниң қоғдиғучилири тамақтин илгири һәм рестуранни, һәм районни бир - бирләп тәкшүрүп чиқти. андин тиффаний трамп ресторанда достлири билән зийапәт өткүзди.

тиффаний трамп тамақтин интайин мәмнун болғанлиқини билдүрди.

нусрәт гөкчәму тиффаний трамп билән чүшкән рәсимини «01.50» дегәнни қошуп инстаграм адресида  һәмбәһирлиди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر