ливийәдә хәлифә һафтәр күчлири һавадин бомбардиман қилинди

ливийәдә меморандум һөкүмитигә қарашлиқ һава қисимлири пенсийонир генерал хәлифә һафтәр күчлириниң пайтәхт тириполиниң җәнубиға орунлашқан қисимлирини бомбардиман қилди.

1239756
ливийәдә хәлифә һафтәр күчлири һавадин бомбардиман қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: ливийә меморандум һөкүмити һава қисимлириниң һафтәргә қарши башлиған «буркан әл гадап» һәрбий һәрикитиниң байанатчиси мустафа әлмәҗи, пайтәхт тириполиниң җәнубиға җайлашқан вади әрраби, әссабийа вә кона айродурум районлиридики һафтәр күчлирини һавадин бомбардиман қилғанлиқини билдүрди.

ливийәниң шәрқидики қораллиқ күчләрниң рәһбири хәлифә һафтәр тириполини қолға киргүзүш үчүн 2019-йили 4-апрелда һуҗум буйруқини чүшүргән иди. хәлқарада тонулған ливийә меморандум һөкүмити тәркибидики һәрбий қисимлар болса, буниңға қарши һәрикәт башлиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر