америка негирийәлик бир имамни мукапатлиди

иман абдуллаһи әбубәкир262 нәпәр хиристийанни җамәдә йошуруп қутқузуп қалған иди

1238874
америка негирийәлик бир имамни мукапатлиди

 

 

түркийә авази радийоси хәвири: негирийәдә йүз бәргән қораллиқ тоқунуш әснатида қечип қутулмақчи болған 262 нәпәр хиристийанни җамәдә йошуруп қутқузуп қалған иман абдуллаһи әбубәкир америка тәрипидин хәлқара диний әркинлик мукапатиға лайиқ көрүлди.

«BBC» ниң хәвәр қилишичә, пилатеу өлкисидә 2018йили ийул ейида райондики хиристийан деһқанлар билән дүшмәнлики болған падичилар һуҗум қилған болуп, хиристийанларни падичиларниң һуҗумидин қоғдап қалған җамә имами әбубәкиргә мукапатни америка ташқи ишлар министири майк помпео тәқдим қилған.

помпео мукапатни тәқдим қилиш җәрйанида қилған сөзидә, «әгәр у арилашмиған болса иди, бәлким һәмммиси өлтүрүлгән болатти. лекин у башқа бир динға мәнсуп инсанларни җенини алқиниға елип қойуп қоғдап қалди» деди.

имам обубәкирни негирийә пирезиденти муһәммәд бухариму бу үлгилик һәркити үчүн алаһидә тәбриклигән вә «дөләт ғурури мукапати» билән мукапатлиған иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر