иран әнглийә парахотини тохтатқанлиқини рәт қилди

иран һөкүмити һурмуз боғузида әнглийәниң бир нефит парахотини тохтитишқа урунғанлиқини рәт қилди.

1233934
иран әнглийә парахотини тохтатқанлиқини рәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: иран инқилабий муһапизәтчиләр қисми байанат елан қилип, һурмуз боғузидин өтүватқан «бритиш херитейиҗ» (British Heritage) намлиқ әнглийә парахотини тохтитиш үчүн һәрикәт қилинғанлиқи тоғрисидики гәп-сөзләрниң тоғра әмәсликини илгири сүрди. байанатта мундақ дейилди:

«бәсрә қолтуқида чарлаватқан деңиз армийә парахоти йеқинқи 24 саәт ичидә һечқандақ чәт әл парахоти билән учрашмиди.»

әнглийә дөләт мудапиә министирлиқи һурмуз боғузида вәзипә өтәватқан «HMS Montrose» һәрбий парахотниң, «бритиш херитейиҗ» намлиқ әнглийә нефит парахотини тохтитишқа урунған иранниң үч парахотини агаһландурғанлиқини елан қилған иди.

әнглийә һәрбий парахотиниң иран парахотлири билән нефит парахотиниң арисиға кирип, вәзийәтни контрол қилғанлиқи билдүрүлди.

әнглийә һәрбий парахоти өткән һәптә җәбилтариқ боғузида сүрийәгә нефит тошуғанлиқи илгири сүрүлгән вә иран байриқи есилған бир нефит парахотини мусадирә қилиш ишиға қатнашқан иди.

әнглийәгә қарашлиқ испанийәниң җәнубиға җайлашқан җәбилтариқ райони, иран нефит парахотиниң йавропа иттипақиниң сүрийәгә йүргүзгән ембарголарға хилаплиқ қилғанлиқи сәвәбидин мусадирә қилинғанлиқини елан қилған иди.

иран «Grace 1» намлиқ нефит парахотини мусадирә қилишниң әнглийәгә «бәдили» болидиғанлиқи тоғрисида агаһландурған иди.

җәбилтариқ соти өткән һәптә иран нефит параиотиниң йәнә 14 тутуп турулушиин һөкүм қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر