помпейо һамза йусуфни кишилик һоқуқ мәсилилири бойичә мәслиһәтчиликкә тәйинлиди

америка қошма иштатлириниң тонулған җамаәт әрбаблиридин һамза йусуф ташқи ишлар министирлиқиниң кишилик һоқуқ мәсилилири бойичә мәслиһәтчиликигә тәйинләнди.

1233328
помпейо һамза йусуфни кишилик һоқуқ мәсилилири бойичә мәслиһәтчиликкә тәйинлиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлиридики тунҗи исламий университет болған зәйтунә институтиниң қурғучиси һамза йусуфниң, ташқи ишлар министирлиқи майк помпейо тәрипидин бекитилгән 10 кишилик мәслиһәтчиләр сепидин орун алидиғанлиқи билдүрүлди.

ташқи ишлар министири майк помпейо бу һәқтә байанат берип, мәслиһәтчиләр гурупписиниң пәрқлиқ етник вә диний кимликкә игә кишиләрдин тәшкил тапқанлиқини, мәқситиниң америкиниң ташқи сийаситидә кишилик һоқуқниң ролини тәкшүрүш икәнликини қәйт қилди.

әрәб бирләшмә хәлипилики рәһбәрлик аппарати билән орнатқан йеқин мунасивити түпәйли йеқинқи мәзгилләрдә америкидики мусулман җамаәтчиликниң еғир тәнқидлиригә учрап келиватқан һамза йусуф, «пирезидент доналд трамп рәһбәрликиниң сийасәтлиригә ойунчуқ болуп беридиғанлиқи» илгири сүрүлүп әйибләнди.

принсетон университетиниң исламий илимләр пирофессори усамә әлазәми, һамза йусуфниң мәзкур вәзипини қобул қилишиға «ғәрб исламидики дәталашлиқ әһвал» дәп баһа берип, «ғәрбтики әң тонулған вә қобул қилинған ислам өлималиридин бириниң америка тарихиниң исламға әң қарши вә парихор һөкүмити билән һәмкарлишиши, мусулманлар тәрипидин асанла унтулуп кәтмәйдиған вә кәчүрүлмәйдиған бир қарардур. бу әһвал, 11 – сентәбир вәқәлиридин кейин (җорҗ) буш һөкүмитигә тәвсийә берип, нурғун мусулманни җумһурийәтчиләргә аваз беришкә чақириштинму начар бир иштур» деди.

йусуфниң, «мусулман җәмийәтләрдә тинчлиқни тәшәббус қилиш мунбири» намлиқ әрәб бирләшмә хәлипилики мәркәзлик бир органниң йуқири дәриҗилик әмәлдарлири башта болуп, әрәб бирләшмә хәлипилики рәһбәрлики вә башқа идарә – органлири билән йеқин мунасивитиниң болуши диққәтни тартиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر