қәрзавиниң қизиниң назарәт астида тутулуш муддити узартилди

мисирда дөләт хәвпсизлик тәптиш мәһкимиси дунйа мусулман алимлар бирликиниң сабиқ башлиқи йүсүф қәрзавиниң қизи әла қәрзавиниң назарәт астида тутулуш муддитини 15 күн узартти.

1230656
қәрзавиниң қизиниң назарәт астида тутулуш муддити узартилди

түркийә авази радийоси хәвири: әла қәрзавиниң адвукати әһмәд мадиниң ейтишичә, «террорлуқ җамаитиниң сепигә қетилиш» билән әйибләнгән әза қәрзави үстидин йәнә башқа бир тәкшүрүш башланған болуп, шу сәвәбтин, униң назарәт астида тутулуш муддити 15 күн узартилған. әла қәрзави буниңға наразилиқ билдүрүп, ачлиқ елан қилишни қарарлаштурған.

қаһирә җинайи ишлар сот мәһкимиси алдинқи күни уда икки йилдин буйан назарәт астида тутулуватқан әла қәрзавиниң шәртлик қойуп берилиши тоғрулуқ қарар чиқарғаниди.

әла қәрзави вә униң йолдиши һусам һәләф 2017 – йили ийул ейида мисирниң шималиға җайлашқан саһил әшәмали районидики өйидин тутуп кетилгән, әла қәрзави уда 300 күн бойичә камерда тутулған вә униң аилиси билән көрүшүшигә рухсәт қилинмиғаниди.

хәлқара кәчүрүм тәшкилати тәрипидин әла қәрзави тоғрулуқ елан қилинған байанатта, «әла қәрзави камерда дуч кәлгән начар муамилә хәлқаралиқ өлчәмләргә асасән тән җазаси һесаблиниду» дейилгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر