фирансийәдә нәпрәтлик учурларни һәмбәһирлишиш мәний қилиниду

фирансийә парламенти интернеттә нәпрәт, зораванлиқ вә һақарәт түсини алған учурларни 24 саәт ичидә өчүруветишни шәрт қилидиған қарарнамини мақуллиди.

1230927
фирансийәдә нәпрәтлик учурларни һәмбәһирлишиш мәний қилиниду

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә парламенти тәрипидин елип берилған авазға қойушта, қарарнамә 6 гә қаши 31 аваз билән қобул қилинди, 4 парламент әзаси аваз бериш һоқуқидин ваз кәчти.

мәлуматларға қариғанда, қарарнамигә асасән интернеттә  нәпрәт, зораванлиқ вә һақарәт түсини алған учурларни 24 саәт ичидә өчүрүветиш шәрт икән, буниңға хилаплиқ қилғучилар (шәхсләр вә ширкәт қатарлиқлар) ға 1.25 милйон йавро җәриманә қойулидикән.

террорлуқ паалийәтлиригә тәшвиқ қилидиған учурлар, фото сүрәтләр вә видеоларму  «нәпрәт җинайити» даирисигә киридикән. фирансийәдә интернеттә бундақ учурларни өчүрүветишкә тегишлик болған ширкәтләрниң тизимлики қарарнамә арқилиқ билдүрүлидикән.

бу арилиқта,  фирансийә парламенти Google, Apple, Facebook вә Amazon  қатарлиқ чоң – чоң ширкәтләрниң фирансийәдә қолғаакәлтүргән киримлиридин баҗ төлиши нишан қилинған қарарнаминиму қобул қилди.

игилинишичә, қарарнамә иҗра қилинишқа башлиништин бурун, палата тәрипидин ахирқи қетим авазға қойулидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر