исраилийәниң охшаш болмиған җайлирида ирқий айримчилиққа қарши намайиш өткүзүлди

әсли ефофийәлик исраилийә пуқраси соломон текаһниң сақчиларниң оқида өлгәнлики сәвәбидин исраилийәниң охшаш болмиған җайлирида ирқий айримчилиққа қарши намайиш өткүзүлди.

1229994
исраилийәниң охшаш болмиған җайлирида ирқий айримчилиққа қарши намайиш өткүзүлди
israil irkcilik karsiti gosteriler1.jpg

 

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт тел авивдики менаһим бегин кочисида топлашқан бир гуруппа намайишчи ирқий айримчилиққа қарши шоарларни товлиди вә соломон текаһниң өлтүрилишигә наразилиқ билдүрүлгән лозинкиларни ачти.

пайтәхт тел авивдики менаһим бегин кочисини қатнаштин тосуп қойған намайишчиларға сақчилар мудахилә қилди.

исраилийә сақчи идариси тәрипидин елан қилинған байанатта, 5 кишини тел авивдики намайиштин вә йәнә 5 кишини башқа җайлардики намайишлардин болуп, җәмий 10 кишини назарәткә алғанлиқи билдүрүлди.

нетанйаһу шәһиридә болса, чоң йолни қатнаштин тосүп қоймақчи болған намайишчиларға сақчилар мудахилә қилди. шуниң билән намайишчиларму сақчиларға һуҗум қилди. 

ришон лейон шәһиридиму қатнашни тосуп қойушқа тиришқан намайишчилар билән йолда кетиватқан аптомобил шопурлири оттурисида җедәл чиқти.

соломон текаһ һафйа шәһиригә йеқин кирйат һаим шәһиридә өлтүрүлгән болуп, кирйат һаим шәһириму намайшларға сәһнә болди.

исраилийәниң шималдики кирйат һаим шәһиридә йәкшәнбә күни вәзипә үстидә болмиған бир сақчи мәмури атқан оқ билән әсли ефофейәлик исраилиийә пуқраси 19 йашлиқ соломан текаһ өлгән болуп, исраилийә миқйасида ирқий айримчилиққа қарши кәң көләмлик намайишларға сәвәб болған иди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر