америкада айропилан қазаси йүз бәрди

америка қошма иштатлириниң тексас иштатида айропилан қазаси йүз берип 10 адәм җенидин айрилди.

1227654
америкада айропилан қазаси йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка авийатсийә идариси йазма байанат елан қилип, қазаниң аддисон районидики бир айродурумда шу җай вақти әтигән саәт 09:00 әтрапида мәйданға кәлгәнликини билдүрди.

байанатта, қозғилиш әснасида йөнилишидин чиқип кетип тамға соқулған хусусий бир айропиланға от кәткәнлики, айропиландики 10 адәмниң җенидин айрилғанлиқи әскәртилди.

қазаниң йүз бериш сәвәбигә даир учурларға орун берилмигән байанатта йәнә, өлгәнләрниң кимликлириниң тәкшүрүш давамлишиватқан болғачқа елан қилинмайдиғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر