талибан 6 сақчиниң җениға замин болди

талибан җүзҗан вилайитидики қуш төпиликигә талибан әзалири һуҗум қилип 6 сақчиниң җениға замин болди.

1228162
талибан 6 сақчиниң җениға замин болди

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистанниң шималиға җайлашқан җүзҗан вилайитидики қуш төпиликигә талибан әзалири һуҗум қилип 6 сақчиниң җениға замин болди.

җүзҗан сақчи идариси башлиқи абдул ваһид виҗдан, талибан әзалириниң қуш төпиликигә еғир типлиқ қораллар билән һуҗум қилип 6 сақчиниң җениға замин болғанлиқини билдүрди.

һуҗумдин кейин чиққан тоқунушларда 30 талибанниң өлтүрүлгәнликини ейтқан абдул ваһид,  10 талибан әзаси билән 15 сақчиниң йариланғанлиқини ейтти.

сақчи идариси башлиқи абдул ваһид виҗдан, районға әскәр әвәтилгәнликини билдүрди.

талибан һазирғичә вәқә тоғрулуқ байанат бәрмиди.


خەتكۈچ: #талибан

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر