русийә билән америка исраилийәдә сөһбәт өткүзди

русийә дөләт хәвпсизлик кеңишиниң баш катипи николай патрушев билән америка қошма иштатлири дөләт хәвпсизлик ишлири мәслиһәтчиси җон болтон исраилийәдә бихәтәрлик мәсилилири үстидә сөһбәт өткүзди.

1224953
русийә билән америка исраилийәдә сөһбәт өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: русийәниң «‹ RIA Novosti› хәвәр агентлиқи» ниң хәвәр қилишичә патрушевниң ахбарат васитилири байанатчиси йевгений аношин, бу һәқтә елан қилған байанатида, русийә дөләт хәвпсизлик кеңишиниң баш катипи николай патрушев билән америка қошма иштатлири дөләт хәвпсизлик ишлири мәслиһәтчиси җон болтонниң исраилийәдә бихәтәрлик мәсилилири үстидә сөһбәт өткүзгәнликини тәкитләп мундақ дегән: «сөһбәттә патрушев билән болтон, истиратегийәлик муқимлиқ вә қорал – йарағларниң контирол қилинишиниң наһайити муһим мәсилә икәнликини тәкитләшкән, икки рәһбәр русийә билән америка қошма иштатлири мунасивәтлириниң бәзи тәрәплири тоғрулуқ музакирә елип барған. шуниң билән бир вақитта, районлуқ бихәтәрлик мәсилилири тоғрилиқму өзара пикир алмаштурған.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر