мурсиниң оғли әрдоған қатарлиқ өзини йалғуз ташлап қоймиған барлиқ кишиләргә рәһмәт ейтти

муһәммәд мурсиниң оғли абдуллаһ мурси әлҗәзирә қанилиға байанат берип, башта җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған болуп өзлирини йалғуз ташлап қоймиған барлиқ кишиләргә рәһмәт ейтти.

1223892
мурсиниң оғли әрдоған қатарлиқ өзини йалғуз ташлап қоймиған барлиқ кишиләргә рәһмәт ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: мисирда сот залида һайатидин айрилған, дөләтниң демократик сайлам арқилиқ һакимийәт бешиға кәлгән тунҗи пирезиденти муһәммәд мурсиниң аилиси, башта җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған болуп өзлирини йалғуз ташлап қоймиған барлиқ кишиләргә рәһмәт ейтти.

муһәммәд мурсиниң оғли абдуллаһ мурси әлҗәзирә қанилиға байанат берип, мисир даирилириниң атиси үчүн тәзийә мурасими өткүзүшигә рухсәт қилмиғанлиқини, бирақ мәсҗиди әқсада атиси үчүн ғаибанә җиназа намизи қилинғанлиқини әскәртти.

дунйа миқйасида милйонларчә кишиниң атиси үчүн ғаибанә җиназа намизи өтигәнликигә ишарәт қилған абдуллаһ, «тарих бундақ бир вәқәгә шаһит болмиди. буниңдин бурун милйонларчә чиқип һечкимниң ғаибанә җиназа намизини чүшүрмиди» деди.

у, «һәммәйләнгә, хусусән һөрмәтлик әрдоғанға, қатар әмири шәйх тәмим бин һәмәд ал сани вә униң атисиға, малайшийа һөкүмитигә вә тунисниң сабиқ пирезиденти мунсиф әлмәрзуқийға рәһмәт ейтимиз» дегәнләрни қәйт қилди.

мисирниң демократик йоллар билән сайлан тунҗи пирезиденти муһәммәд мурси, «вадиннатурн түрмисидин қечиш вә һамас үчүн җасуслуқ қилиш» билән әйиблинип сотлиниватқан әснада 17 – ийунда бу дунйа билән видалашқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر