коломбийә-венезуела чеграсида етишиш йүз бәрди

коломбийә-венезуела чеграсидики бока деғрита (Boca de Grita) районида зәһәрлик чекимлик әткәсчи икки гуруппа арисида етишиш чиққанлиқи билдүрүлди.

1220997
коломбийә-венезуела чеграсида етишиш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: венезуеланиң коломбийә чеграсидики қанунсиз қораллиқ гуруппилар арисида чиққан йүз тоқунушларда 12 кишиниң өлгәнлики билдүрүлди.

венезуела билән коломбийәниң таратқулиридики хәвәрләрдә билдүрүлүшичә, венезуеланиң коломбийә чеграсидики дачира (Tachira) иштатиға қарашлиқ бока деғрита районида, зәһәрлик чекимлик әткәсчиси икки гуруппа оттурисида етишиш йүз бәргән. етишишта, еғир типлиқ қораллар вә бомбилар ишлитилгән болуп, 12 киши өлгән, 10 киши йариланған.

етишишта өлгән йаки йариланғанларниң арисида пуқраларниң бар-йоқлуқи билинмиди. етишиштин кейин, коломбийә хәвпсизлик күчлириниң чеградин өткән икки қораллиқ кишини тутқанлиқи әскәртилди.

коломбийә хәвпсизлик тармақлиридин елинған мәлуматларда қәйт қилинишичә, тутулған икки киши коломбийә тәрәпкә дора тепиш үчүн өткәндә қораллири билән қолға чүшкән болуп, һазирғичә сақчиханида тутуп турулмақта икән.

венезуеланиң өктичи парламент әзалири етишиш тоғрисида твиттерда байанат елан қилип, вәқәдә 20 дин артуқ кишиниң йариланғанлиқини билдүрди вә венезуела қораллиқ қисимлиридин райондики қанунсиз қораллиқ гуеуппиларға қарши һәрикәткә өтүп, җәмийәт тәртипини капаләткә игә қилишни тәләп қилди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر