йәмәндә һусийларға аит башқурулидиған бомба партлап иранлиқ мутәхәссисләр өлди

йәмәнниң пайтәхти санада һусийларға аит бир баллистик башқурулидиған бомбиниң қойуп берилиш алдида партлиши нәтиҗисидә бир қисим иранлиқ мутәхәссисләр билән һусийлар өлди.

1220759
йәмәндә һусийларға аит башқурулидиған бомба партлап иранлиқ мутәхәссисләр өлди

түркийә авази радийоси хәвири: йәмән армийәсигә аит «‹26sepnews.net › хәвәрләр тори» да бу һәқтә елан қилинған учурда, «пайтәхт санада һусийларларға аит бир баллистик башқурулидиған бомбиниң қойуп берилиш алдида партлиши нәтиҗисидә бир қисим иранлиқ мутәхәссисләр билән һусийлар өлди» дейилди.

һусийларниң хәлқара сана айродуруми әтрапидики дәйләми һава армийәси базисида ишқа ашурмақчи болған баллистик башқурулидиған бомба қойуп бериш пиланиниң мувәппәқийәтсизлик билән нәтиҗиләнгәнлики қәйт қилинған учурда, партлашта өлгәнләрниң сани һәққидә мәлумат берилмиди.

бу һәқтә нә иран һөкүмити, нә һусийлар һечқандақ байанат елан  қилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر