америка әлчиханисиниң удулидики өйгә катуша зәмбирики чүшти

ирақниң пайтәхти бағдатниң шәһәр мәркизигә җайлашқан америка әлчиханисиға йеқин бир өйгә катуша зәмбирики чүшти.

1218923
америка әлчиханисиниң удулидики өйгә катуша зәмбирики чүшти

 

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ дөләт мудапиә министирлиқиға тәвә бихәтәрлик учур алақә идариси тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, бағдатниң шәһәр мәркизидики әлҗадирийә районида бир өйгә катуша зәмбирики чүшкәнлики, бирақ һечқандақ зийан - зәһмәт йәткүзмигәнлики билдүрүлди.

вәқә һәққидә тәпсилий мәлумлат берилмиди.

бихәтәрлик мәнбәлиридин игиләнгән мәлуматларға асасланғанда, зәмбирәк чүшкән өй бағдатниң йешил районидики америка әлчиханисиниң удулиға җайлашқан икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر