бәшшар әсәд күчлири идлибтики келишим райониға һуҗум қилди

бәшшар әсәд һакимийити күчлири вә русийә айропиланлириниң йерим кечидин буйан «сүрийә идлиб җиддийчиликни пәсәйтиш райони» чегралири ичидики туралғуларға қиливатқан һуҗумлирида, алтә адәм җенидин айрилди.

1215636
бәшшар әсәд күчлири идлибтики келишим райониға һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: бәшшар әсәд һакимийити күчлири вә русийә айропиланлири идлиб вилайитиниң хан шәйхун наһийәси, тәманийә базири, шәйх идрис, мааршурин вә әт тух йезилирини, һаманиң шималиға җайлашқан латамнә билән кәфәр зита наһийәлирини һавадин бомбардиман қилди.

сүрийә пуқралар қоғдиниш тәшкилатиниң мәлуматлириға асасланғанда, хан шәйхун наһийәсидә етизлиқта ишләватқанлар вә мааршурин йезиси базиридики кишиләрдин болуп, җәмий алтә адәм җенидин айрилған, 39 адәм йариланған.

өктичиләрниң айропилан көзитиш өйи твиттерда елан қилған хан шәйхун, латаминә, кәфәр зита наһийәлири вә мааршуринға қилинған һава һуҗумлири тоғрисидикә байанатида, мәзкур районларниң русийәниң һуҗум нишаниға айланғанлиқини алаһидә әскәртип: «русийәниң икки данә айропилани һимәймимдин қозғалди» деди.

бәшшар әсәд һакимийити вә униң қоллиғучилири 2018-йили 17-сентәбир уруш тохтитиш келишими имзаланғандин буйан изчил һалда қиливатқан келишимгә хилап һуҗумлирида 553 миңдин артуқ адәм йурт-маканлиридин айрилди.

бәшшар әсәд һакимийити вә иранниң йардимигә еришкән террорист гуруппилар 2019-йили 25-апрелдин тартип русийәниң һавадин қоллиши астида, идлиб җиддийчиликни пәсәйтиш райониға кәң көләмлик һуҗум қозғап 100 кивадрат километир әтрапидики җайни қолға киргүзүвалди. қораллиқ өктичиләр болса мәзкур районни қайтурувелиш үчүн пат-пат бәшшар әсәд күчлиригә қарши һәрбий һәрикәт қозғимақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر