трамп дунйаниң русийә, әсәд вә иранниң қәтлиамлириға сүкүт қилип туруватқанлиқини билдүрди

трамп дунйаниң русийә, әсәд вә иранниң сүрийәдә елип барған қәтлиамлириға сүкүт қилип туруватқанлиқини билдүрди.

1212888
трамп дунйаниң русийә, әсәд вә иранниң қәтлиамлириға сүкүт қилип туруватқанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп, дунйаниң русийә, әсәд һакимийити вә иранниң сүрийәниң идлиб районида әр-айал, чоң-кичик демәстин бигунаһ кишиләрни қирғин қилишлириға сүкүп қиливатқанлиқини ейтти.

доналд трамп идлибтә һәр күни онларчә бигунаһ кишиниң қәтл қилиниватқанлиқи тоғрулуқ твиттер адресида учур йазди.

трамп учурида мундақ деди: «русийә, әсәд һакимийити вә иранниң сүрийәниң идлиб районида чоң-кичик, әр-айал демәстин бигунаһ пуқраларни қирғин қиливатқанлиқи тоғрулуқ хәвәрләрни аңлап туруватимән, дунйа бу қәтлиамни көрүп туруватиду, русийә, әсәд вә иранниң мәқсити зади немә? бу паҗиәләр силәргә қандақ пайда елип келиду?.»

доналд трамп йәнә сүрийәдә өткән ай әсәд қисимлири вә иран йантайақ болуп келиватқан террорчиларниң айаллар вә балилар болуп җәмий 269 бигунаһ кишиниң җениға замин болғанлиқи тоғрулуқ учурниму ортақлашти.

әсәд һакимийити вә қоллиғучилириниң түркийә билән русийә тәрипидин 2018-йили 17-сентәбирдә түзүлгән келишимгә зит һалда идлибкә һуҗум қозғиши түпәйли, 553миңдин артуқ идлиблиқ йурт-маканлиридин кетишкә мәҗбур болди.

әсәд һакимийити, иран йантайақ болуп келиватқан террорчилар вә русийәниң йардими астида « тоқунушни азайтиш райони»ға 25-апрелда һуҗум қозғап 100 километирлиқ җайни бесивалди, сүрийәлик қораллиқ өктичи күчләр болса әсәд тәрипидин бесивелинған земинларни қайтуруп елиш үчүн һәрикәт елип бармақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر